Ирақ сақчи идариси һуҗумға учирап, 27 адәм қаза қилди
2004.12.28
Бағдатниң шималидики сүнний мусулманлири җайлашқан тикрит шәһириниң җәнубиға җайлашқан сақчи идариси, 29 - декабир күни қораллиқ қисимларниң һуҗумиға учрап, 27 адәмниң өлүмини кәлтүрүп чиқарди.
Әнгилийә б б с радио телевизийә ширкитиниң хәвиригә қариғанда, бу қетимқи һуҗум тәшкиллик елип берилған болуп, сақчи идарисиниң 12 нәпәр сақчиси өлтүрүлгән вә буниңдин башқа сақчи идарисиға йеқин сақчи понкитиниң 5 нәпәр сақчиси өлтүрүлгән.
Бу арида, ирақниң самара шәһиридики сақчи идарисиму охшашла қораллиқ қисимларниң һуҗумиға учрап, 4 нәпәр сақчи вә хәлқ қоғдиғучи әтритиниң 4 нәпәр әзаси шуниңдәк үч нәпәр пуқра өлтүрүлгән, бирақ һуҗумчилар асаслиқ өлтүрүш нишани қилған генерал мура сақ қалған.
Ирақниң ички вәзийити йәнила интайин қалаймиқан болуп, ирақта пат арида елип берилмақчи болған сайламниң тенч өткүзүлүши кишиләрни әндишләндүрмәктә. (Әқидә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Доналд рамсфилд ирақни зиярәт қилди
- Ирақ даирилири йәкшәнбә күнидики партлашлар сәвәбидин 50 кишини қолға алди
- Ирақтики бир йүрүш партлашларда 40 тин артуқ адәм өлди
- Ирақниң мосул шәһиридә чәтәл пуқралири өлтүрүлди
- "Химийилик әли" уруш җинайәтчиләр сот мәһкимисидә сотлиниду
- Бағдаттики партлашта 13 киши қаза қилди
- Ш а о ә т (NATO) ирақтики хадимлирини көпәйтишкә қошулди
- Ирақ президенти сайламни кечиктүрүшни рәт қилди
- Бағдаттики партлаш вәқәлиридә 26 адәм өлди
- Ирақтики қалаймиқанчилиқ сәвәбидин, сайлам өткүзүш қийинға тохтиши мумкин