Америка армийиси мусулда ирақ пидаийлири билән қаттиқ тоқунушти


2004.12.30

Америка армийиси ирақ қаршилиқ көрситиш күчлири билән мусул шәһиридә қаттиқ тоқунушти. Америка даирилири тоқунушта 25 нәпәр қораллиқ пидаийни етип өлтүргәнликини , америка тәрәптин болса, бир адәмниң өлүп, 15 адәмниң яриланғанлиқини билдүрди.

Әнгилийә б б с радио - телвезийисиниң хәвиригә қариғанда, ирақтики қаршилиқ көрсәткүчи күчләр чаршәнбә күни мусулдики америка армийә базисини партлатқан һәмдә нәқ мәйданға йетип кәлгән америка әскәрлиригә оқ чиқарған. Буниң билән икки тәрәп қаттиқ тоқунушқан. Америка армийиси арқидин айрупиланларни ярдәмгә чақирип, һава бошлуқидин қаршилиқ көрсәткүчи күчләрни бомбардиман қилған.

Буниң алдида, бағдатниң ғәрбидики аилиликләр раюнидиму чоң партлаш вәқәси йүз берип, 29 адәм өлгән иди. Нөвәттә ирақтики зораванлиқ тоқунушларниң әвҗ елиши билән кишиләр, ирақта киләр йили 1 - айниң ахири өткүзүлмәкчи болған омомий сайламниң вақтида өткүзилишигә гуман билән қаримақта. Ирақтики бир қисим қаршилашқучи тәшкилатларирақ хәлқини агаһландуруп, әгәр кимки омомий сайламға қатнашса, уни өлтүриветидиғанлиқи һәққидә тәһдид салған. Ирақ вақитлиқ һөкүмити болса,ирақтики зораванлиқ тоқунушлар сәвәбидин сайламни кичктүрмәйдиғанлиқини билдүрмәктә. (Арзу)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.