Ирақтики өзини өлтүривелиш характерлиқ партлашта 19 адәм өлди


2005.01.02

Йәкшәнбә күни бағдатниң шималий қисмида йүз бәргән өзини өлтүривелиш характерлиқ партлаш вәқәсидә аз дигәндә 19 адәм өлди. Вәқә, ичигә лиқ бомба қачиланған кичик аптомобилниң ирақ аманлиқ қоғдаш әтритиниң әскәрлирини елип маңған машининиң йенида партлишидин келип чиққан. Әнгилийә б б с радио- телвезийисиниң хәвиригә қариғанда, партлашта өлгәнләрниң көпинчиси ирақ аманлиқ қоғдаш әтритиниң әскәрлири икән.

Ирақ һөкүмити, ирақтики қаршилиқ көрсәткүчи тәшкилатларниң америка әскәрлиринила әмәс, барғансири ирақ аманлиқ қоғдаш әтритиниң әскәрлири вә ирақ сақчилирини һоҗум нишани қиливатқанлиқини билдүрди.

Буниң алдидила, ирақтики бир қаршилиқ көрсәткүчи тәшкилат, гөрүгә елинған бәш нәпәр ирақ аманлиқ қоғдаш әскирини кочида сазайи қилип етип өлтүрүлгәнлики тартилған синалғу лентисини тарқатқан иди. Анализчилар, қаршилиқ көрсәткүчи күчләрниң бу һоҗумлириниң ирақ пуқралирини қурқутуп, уларниң һөкүмәтниң қораллиқ сепиға қатнишишиниң алдини елишни мәқсәт қилидиғанлиқини көрсәтмәктә.(Арзу)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.