Ирақта йәнә бомба партлаш вәқәси йүз бәрди


2005.01.03

Ирақ баш министири ияд алавиниң партийә шитабиға йеқин җайда, дүшәнбә күни өзини өлтүривелиш характирлик партлаш вәқәси йүз берип, икки ирақ сақчиси билән бир пуқра өлди.

Дүшәнбә күни әтигәндә йүз бәргән бағдаттики партлаш вәқәсидә, аз дегәндә 20 киши яриланған. Америка ташқий ишлар министири колин повелл, 30 - январда елип берилидиған ирақдики сайламда техиму көп зораванлиқ вәқәлири йүз беридиғанлиқини агаһландурди. Машиниға қачиланған бомба, ияд алавиниң партийә ишханиси әтрапидики қаравуллуқ понкитидин өтүшкә урунғанда партлиған. Вәқә йүз бәргәндә ияд алавиниң ишханисида йоқлиқи илгири сүрүлмәктә. Буниң сәл алдида йәкшәнбә күни бағдатниң шималидики партлаш вәқәсидә 23 адәм өлгән.

Ирақтики қаршилиқ көрситиш күчлири, 30 - январдики омуми сайламни өткүзмәсликкә пүтүн күчи билән тиришмақта. Ирақтики әң чоң сүни партийә ирақ ислам партийиси, сайламни байқут қилишқа чақирған. Бирақ ирақ нупусиниң٪ 60 игилләйдиған шиәләр, сайлам елип беришни қоллаватиду. Бихәтәрлик мәсилиси америкини ираққа техиму көп әскәр әвәтишкә мәҗбур қилмақта. Америка президенти җорҗи буш, сайламниң вақтида елип берилидиғанлиқини билдүрүп, сайламни кечиктүрүш һәққидики тәләпләрни рәт қилди. Америка һәрбий даирилири, ирақтики 130 миң кишилик әскириниң санини 150 миңға көпәйтидиғанлиқини елан қилған. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.