Ирақта йүз бәргән партлаш һадисилиридә, әнгилийилик вә америкилиқларму һаятидин айрилди
2005.01.04
Ирақта 3 -январ йүз бәргән партлаш һадисилиридә 20 нәччә адәм һаятидин айрилған болуп, партлашта үч әнглийилик вә бир америкилиқму қаза қилған.
Әнгилийә б б с радио телевизийә ширкитиниң хәвиригә қариғанда, партлашта өлгән бу төт киши, бағдат шәһириниң мәркизидики бир тәкшүрүш понкитида йүз бәргән өзини өлтүрүвелиш характерлик бир партилашта һаятидин айрилған.
Нөвәттә, алақидар орунлар үч нәпәр әнглийилик вә бир америкилиқниң аилә тавабатлирини сүрүштә қилмақта.
Күзәткүчиләр, 1 -айниң 30 - күни ирақта өткүзүлмәкчи болған сайлам һарписида, зораванлиқ һәрикәтлириниң күндин - күнгә әвҗ еливатқанлиқини илгири сүрмәктә.
Ирақ ички ахбарат разветка идарисиниң мәсули савани, франсийә агентлиқиға, қаршилиқ көрсәткүчи күчләр саниниң нөвәттә америка армийиси санидинму көп икәнликини билдүргән. Униң мөлчәрлишичә, қаршилиқ көрсәткүчи күчләрниң ғоллуқ әзалириниң сани 40 миңдин 200 миңға йетидикән. (Әқидә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Ирақта йәнә бомба партлаш вәқәси йүз бәрди
- Ирақтики өзини өлтүривелиш характерлиқ партлашта 19 адәм өлди
- Америка армийиси мусулда ирақ пидаийлири билән қаттиқ тоқунушти
- Ирақ сақчи идариси һуҗумға учирап, 27 адәм қаза қилди
- Доналд рамсфилд ирақни зиярәт қилди
- Ирақ даирилири йәкшәнбә күнидики партлашлар сәвәбидин 50 кишини қолға алди
- Ирақтики бир йүрүш партлашларда 40 тин артуқ адәм өлди
- Ирақниң мосул шәһиридә чәтәл пуқралири өлтүрүлди