Ирақ йеңи парламенти ечилиш мурасимини өткүзди
2005.03.16
50 Йилдин буян тунҗи қетим демократик усулда сайланған ирақ парламенти чаршәнбә күни бағдаттики бихәтәр йешил районда рәсмий ечилиш мурасими өткүзди. Бу арида бағдатниң бәзи җайлирида бир қанчә партлаш вәқәлири йүз берип, бир нәпәр америка әскири вә 3 ирақ әскири қаза қилған.
Америка бирләшмә агентлиқиниң хәвиригә қариғанда, ирақтики омумий сайлам ахирлашқиниға 2 айдәк болуп қалған болсиму, әмма һәр қайси сиясий горуһлар йеңи ирақ һөкүмитиниң тәшкиллинишидә техи бир қарарға кәлмигән.
Сайламда, шийә мусулманлиридин тәшкилләнгән ирақ иттипақ уюшмиси курдларниң қоллиши билән президент комитетида 2/3 қисим көплүкни игилигән болуп, бу комитет баш министир намзатини көрситидикән.
Ирақ йеңи парламенти, ирақниң йеңи асасий қанунини рәтләп чиқидиған болуп, йеңи асасий қанун бу йил 10 - айниң 15 - күни омумий сайлам арқилиқ бекитилидиғанлиқи мөлчәрләнмәктә. (Пәридә)