Бағдаттики қораллиқ тоқунушта 24 адәм өлди


2005.03.21

Ирақтики қаршилашқучи күчләр билән америка әскәрлири ирақниң пайтәхти бағдат шәһиридә қораллиқ тоқунушуп, 24 адәмниң өлишини кәлтүрүп чиқарди.

Америка һәрбий даирилириниң билдүрүшичә, ирақтики қаршилашқучи күчләр йәкшәнбә күни кәчтә америкиниң машина әтритигә һуҗум қилған. Икки тәрәп тоқунушида америка әскәрлири қаршилашқучи күчләрниң 24 адимини өлтүргән. Вәқәдә шундақла алтә нәпәр америка әскири яриланған.

Буниңдин сирт, бомба қачиланған бир машина дүшәнбә күни сумарра шәһириниң мәркизидә партлап, аз дегәндә он адәм өлгән.

Америка бирләшмә ахбарат агентлиқиниң хәвиригә қариғанда, башқа җайлардиму америкиға қарши һуҗумлар давамлишиватқан болуп, кәркүк шәһиридики һуҗумда бир америка әскири өлтүрүлгән. Америкиниң йәнә икки нәпәр әскири бағдатниң ғәрбидики әл әнбәр өлкисидә бихәтәрликни қоғдаш вәзиписини иҗра қилиш җәрянида өлтүрүлгән. (Арзу)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.