Ирақлиқлар, америка бирләшмә қошуниға наразилиқ билдүрди
2005.04.10
Бүгүн, нәччә он миңлиған ирақлиқ бағдат кочилириға чиқип, америка рәһбәрликидики бирләшмә армийиниң ирақтин чиқип кәтмәй, һазирға қәдәр туриватқанлиқиға наразилиқ билдүрүш билән биргә, саддам һүсәйин үстидин тездин һөкүм чиқиришни тәләп қилди.
Шиә муритлиридин болған садирниң тәшәббүси билән әркинлик мәйданида тенч йосунда елип берилған мәзкүр наразилиқ һәркити , дәл икки йил бурун, саддам һакимийти ағдурулған күнгә тоғра кәлгән болуп, у чағда америка әскәрлири билән ирақ хәлқи бу мәйданда саддамниң ғайәт зор һәйкилини өрүп ташлиған иди.
Наразилиқ билдүргүрчиләр, қаттиқ бихәтәрлик тәдбирлири астида, америкиға қарши шуарлирини товлап, ирақта изчил түрдә йүз бериватқан қалаймиқанчилиқлардин рази әмәсликини билдүрди.
Сақчиларниң билдүришичә, шу күни бағдатниң җәнубида партлаш йүз берип, 15 ирақ әскири вә 4 шопур қаза қилған. (Әқидә)