Ирақ һәрбий базисида йүз бәргән өзини өлтүрүвелиш характерлик партлашта аз дегәндә 26 киши қаза қилди
2005.06.15
Ирақниң шималидики халис һәрбий базисида чаршәнбә күни өзини өлтүрүвелиш характерлик партлаш вәқәси йүз берип, аз дегәндә 26 киши қаза қилди вә 26 си яриланди.
Партлаш ирақ һөкүмитиниң халис һәрбий базисиниң ашханисида йүз бәргән болуп, вәқә садир қилғучи һәрбий форма билән бу йәргә кирип, таки кишиләр тамаққа топлашқичә сақлап туруп, андин өзини партлатқан. Халис һәрбий базиси бағдатниң шималидин 60 километир йирақлиққа җайлашқан.
Ирақта мушу һәптиниң ичидила арқа-арқидин партлаш вәқәлири йүз бәргән болуп, сәйшәнбә күни ирақниң шималидики кәркүк шәһиридә өзини өлтүрүвелиш характерлик партлаш йүз берип, аз дегән 22 киши қаза қилған һәмдә яриланғанларниң сани 80 дин ашқан иди.
Америка бирләшмә агентлиқиниң хәвиригә қариғанда, бу йил 4 - айда ирақ йеңи һөкүмити тәхткә чиққандин буян йүз бәргән һәр хил һуҗумларда тәхминән 900 дин көп киши қаза қилған. Буларниң көпүнчиси ирақлиқлар болуп, қаза қилған америка әскәрлириму нәччә онға йәткән. (Пәридә)