Ирақта йәнә өзини өлтүрүвелиш характерлиқ партлашлар йүз бәрди
2005.06.26
Америка авази радиосиниң хәвиригә асасланғанда йәкшәнбә күни ирақниң шималидики мосул шәһиригә йеқин җайда өзини өлтүрүвелиш характерлиқ партлашлар йүз берип, аз дегәндә 20дин көп адәм өлгән.
Хәвәргә қариғанда мосулдики ирақ армийисиниң һәрбий базисида йүз бәргән вәқә өзигә бомба таңған адәм тәрипидин садир қилинған болуп, өлгәнләрниң көпинчиси пуқра вә һәрбий базиниң хадимлири икән. Буниңда 15 адәм өлгән.
Буниңдин башқа йәнә шу күни йәнә бир адәм мосул әтрапидики сақчиханини партлитивәткән болуп, нәтиҗидә алтә нәпәр ирақ сақчиси өлгән. Буниңдин башқа йәнә мосул дохтурханисидиму партлитиш йүз берип, йәнә төт адәм өлгән.
Хәвәрләргә қариғанда йәкшәнбә күни йәнә бағдад вә киркук қатарлиқ шәһәрләрдиму кичикрәк көләмдики партлашлар һәмдә исянчи қораллиқ гуруһлар билән сақчилар арисида тоқунушлар йүз берип, бир юқири дәриҗилик ирақ сақчи башлиқи қораллиқ гуруһлар тәрипидин етип өлтүрүлгән.
Америка һәрбий тәрәпниң мәлуматидин қариғанда, бу күнләрдә йәнә бир нәпәр америка әскири өлгән вә икки нәпири яридар болған.
Америка президенти җорҗи буш шәнбә күни сөзлигән сөзидә исянчи қораллиқ гуруһларни "рәһимсиз җаллатлар" дәп аташ билән, уларниң һаятлиқни қилчә қәдирлимәйдиғанлиқини әйиблигән. (Үмидвар)
Мунасивәтлик мақалилар
- Рамсфилд, америкиниң ирақ урушида мәғлубийәткә учриғанлиқини рәт қилди
- Буш, ирақ баш министири җафари билән ақ сарайда сөһбәт өткүзди
- Ирақ һәрбий базисида йүз бәргән өзини өлтүрүвелиш характерлик партлашта аз дегәндә 26 киши қаза қилди
- Садам һүсәйин 12 хил әйибләшкә дуч келиши мумкин
- Ирақтики күртләр районида партлаш йүз берип аз дегәндә 50 киши қаза қилди