Ирақта өзини өлтүрвелиш характерлик һуҗумда 22 адәм қаза қилди
2005.07.24
Өзини өлтүривелиш характерлик һуҗум елип барғучи бир киши, 24 - июл күни бомба қачиланған машина билән, бағдатта турушлуқ сақчи идарисиға һуҗум қилип, 22 адәмниң өлүмини, 25 адәмниң ярилинишини мәйданға кәлтүргән.
Ирақ даирилириниң билдүрүшичә, бағдатта йүз бәргән бу хил һуҗумлар нурғун сақчи вә пуқраниң һаятидин айрилишиға шуниңдәк әтраптики машина, өйләрниң көйүп кетишигә сәвәб болған.
Әнгилийә б б с хәвиридә ейтилишичә, бир һәптидин буян, ирақта өзини өлтүрвилиш характерлик һуҗумлар арқа - арқидин йүз бәргән болуп, бағдаттики ички ишлар министирлиқиниң бинасиға ташланған бомба 3 адәмни өлтүргән, буниңдин сирт, бағдат сақчи идарисиниң башлиқи йолда етип өлтүрүлгән.
Америка армийисиниң ейтишичә, шәнбә күни йәнә бир америка әскири өлтүрүлгән. Ирақта йеқиндин буян, қаршилиқ көрсәткүчи күчләрниң һуҗумлири давамлиқ түрдә йүз берип, ирақниң вәзийитини кәскинләштүрмәктә. (Әқидә)