Америка уруш айропиланлири әлқаидә панаһгаһини бомбилиди


2005.08.26

Америка урушчи айропиланлири җүмә күни, ирақниң ғәрбий районидики сурийә чегриси әтрапида әлқаидә тәшкилатиниң бир панаһгаһини бомбардиман қилди. Америка һәрбий хадимлириниң билдүрүшичә, бомбардиман нәтиҗисидә әлқаидә әзалири йошурунған бир бина пүтүнләй вәйран болған вә бинада йошурунған 50 киши өлгән.

Бу арида ирақтики шийиләрниң вәкиллири, асасий қанун лайиһисини қобул қилиш үчүн суннийләрниң вәкиллиригә йеңи бир тәклип бәргәнликини билдүрди. Көпчиликкә мәлум болғандәк, ирақта көп санлиқни игиләйдиған шийиләр вә күрдләр йеңи асасий қанун лайиһиси үстидә келишкән. Лекин суниийләрниң вәкиллири асасий қанун лайиһисиниң нурғун маддилириға қарши чиқмақта.

Америка бирләшмә агентлиқиниң хәвәр қилишичә, ирақтики шийиләрниң вәкиллири, америка президенти җурҗ бушниң тәлипигә асасән, суннийләргә асасий қанун лайиһисини қобул қилиш үчүн йеңи бир тәклип сунушқа мақул болған. Америка һөкүмити, ирақтики қаршилашқучи күчләрниң һәрикитини аҗизлитиш үчүн, қандақла болмисун суннийләрниң ирақтики һакимийәттә орун елишиға тиришчанлиқ көрсәтмәктә.

Өзи бир сунний әрәб болған ирақниң муавин президенти ғази әлявәр, асасий қанун лайиһисиниң шийиләр вә күрдләр тәрипидин йезилғанлиқини, лекин ирақниң, пүтүн ирақ хәлқи тәң һоқуқлуқ дәп қарайдиған бир асасий қанунға еһтияҗлиқ икәнликини билдүрди. (Қанат)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.