Бағдаттики бир қатар партлитишта 120 дин артуқ адәм өлди


2005.09.14

Бағдат шәһиридә чаршәнбә күни йүз бәргән бир қатар партлитиш вәқәлиридә аз дегәндә 120 адәм өлди,200 дин артуқ адәм яриланди.

Франсийә агентлиқиниң хәвиригә қариғанда, бағдат шәһири чаршәнбә күни он қетим бомба һоҗумиға учриған. Әң қаттиқ бир қетимлиқ һоҗумда, партлатқуч дора қачиланған бир машина ишләмчиләр топлишип хизмәт күтүп турған җайда партлиған. Шийилар топлашқан районда йүз бәргән бу қетимқи партлашта аз дегәндә 108 адәм өлгән, 160 дин артуқ адәм яриланған.

Буниң алдида, өзини ирақтики әл - қайдә дәп атиған бир тәшкилат интернеттә баянат елан қилип, ирақ һөкүмитиниң йеқинда қаршилашқучи күчләргә қаратқан һуҗумидин өч елиш үчүн, мәмликәт бойичә һуҗум қозғайдиғанлиқини билдүргән. Америка қошунлири вә ирақ даирилири йеқинда ирақниң шималида қаршилашқучи күчләрни тазилаш һәрикити елип барған иди.

Бағдатта дәһшәтлик партлаш вәқәлири йүз бәргән вақит дәл, ирақ президенти җалал талабани америкини зиярәт қилип, президент җорҗ буш билән көрүшкән бир мәзгилгә тоғра келиду. Икки дөләт рәһбәрлири учрушуштин кийин, америка қошунлириниң ирақтин чекиниш вақтини бикитмәйдиғанлиқини билдүргән. (Арзу)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.