Америка ирақ сүнни мусулманлириниң асасий қанунни қоллишини қарши алди


2005.10.12

Ақ сарай чаршәнбә күни, ирақ сүнни мусулманлириниң асаслиқ партийиси болған ирақ ислам партийисиниң ахирқи минутта, ирақтики шиә мусулманлири вә курдлар билән бир келишимгә келип, ирақ асасий қанунини қоллишини қарши алди.

Мәзкүр келишим бойичә, ирақ ислам партийиси, ирақ асасий қанунини қоллайдиғанлиқини билдүргән. Буниң алдида, ирақтики шиә вә курд парламент әзалири, асасий қанун мақулланғандин кейин, униңға түзитиш киргүзүшни ойлишишқа қошулған иди.

Ақ сарай баянатчиси бу келишимниң "актип бир қәдәм" икәнликини көрситип, буниң хәлқләрниң омумий сайламға актип қатнишишиға пайдилиқ болидиғанлиқини билдүрди. Әмма у йәнә, террорчилар мәғлубийәткә йүзләнгәнсери, сайламға аит зораванлиқ вәқәлириниң йүз бериш еһтималлиқиниң барлиқини агаһландурди.

Ирақ сақчи даирилириниң билдүришичә, чаршәнбә күни бир нәпәр қораллиқ унсур ирақ чегрисиға йеқин җайдики һәрбий базида, йеңидин қобул қилинған ирақ әскәрлири арисида өзини өлтүривелиш характердә партлаш садир қилип, аз дегәндә 30 кишиниң өлимини кәлтүрүп чиқарған. (Пәридә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.