Ирақтики асасий қанун сайлими аяқлашти


2005.10.16

Ирақта 15 - өктәбир күни елип берилған асасий қанун омумий сайлам ахирлишип, беләт санаш ишлири җиддий елип берилмақта.

Ройтерс агентлиқиниң хәвәр қилишичә, бу қетимлиқ сайламда беләт ташлиған ирақлиқларниң сани 15 милйондин ашқан һәмдә беләт ташлаш нисбити 60% кә йәткән. Шундақла бу, ирақ вә америка даирилириниң мөлчиридинму юқири болған.

Лондонда зиярәттә боливатқан америка ташқи ишлар министири кондолиза райс, ирақтики сайламниң оңушлуқ елип берилғанлиқини тәбрикләп, "йеңи асасий қанун бәлким аллиқачан мақуллинип болди" дәп билдүрди.

Сайламниң дәсләпки нәтиҗиси дүшәнбә күни, рәсмий болмиған нәтиҗиси пәйшәнбә күни елан қилинип, әң ахирқи рәсмий нәтиҗиси 10 -айниң 24 - күни җакарлинидикән.

Ирақ асасий қанун сайлиминиң җәряни асасий җәһәттин оңушлуқ болған болуп, сайламму асасий қанунға "қошулуш" яки "қошулмаслиқ" тин ибарәт аддий беләт ташлаш усули билән елип берилған.

Әгәр ирақтики 18 өлкиниң арисида сүнни мусулманлири җайлашқан оттура қисимдики 3 өлкидә 2/3 қисим киши сайламда қарши аваз ташлиса, у чағда ирақниң бу йеңи асасий қануни пүтүнләй инкар қилинидикән. (Пәридә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.