Бағдатта елип берилған өзини өлтүрүвелиш характерлик һуҗумда 4 киши өлди
2005.10.24
Йәкшәнбә күни, ирақниң пайтәхти бағдатта елип берилған бир өзини өлтүрүвелиш характерлик һуҗумда төт киши өлди. Бу бир нәччә һәптидин бири ирақта елип берилған тунҗи етимлиқ өзини өлтүрүвелиш характерлик һуҗум иди. Буниңдин башқа йәнә ирақниң һәрқайси районлирида йүз бәргән партлаш вә тоқунушларда 20 дин көп киши өлгән.
Ирақниң пайтәхти бағдатта бу йил наһайити қанлиқ өзини өлтүрүвелиш характерлик һуҗумлар елип берилған болуп, 1 априлдин сентәбирниң ахирлириғичә болған вақти ичидә елип берилған өзини өлтүрүвелиш характерлик һуҗумларда 700 гә йеқин киши өлгән. Әмма бағдаттики америка қисимлири вә ирақ армийиси тәрипидин елинған қаттиқ бихәтәрлик тәдбирлири сәвәбидин өткән бир нәччә һәптә ичидә өзини өлтүрүвелиш характерлик һуҗумлар хелила азайған иди.
Йәкшәнбә күни, бағдатта елип берилған өзини өлтүрүвелиш характерлик һуҗумлар 26 - сентәбир күни ирақ нефит министирлиқи йеқин җайда елип берилгән һуҗумдин кейин, бағдатта елип берилған әң қанлиқ өзини өлтүрүвелиш характерлик һуҗум һесаблиниду.
Бу арида, америка бирләшмә агентлиқиниң хәвәр қилишичә, гәрчә америка қисимлири ирақниң ғәрбий районидики шәһәрләрдә елип барған бир қатар һәрбий һәрикәтлири билән, ирақтики қаршилашқучи күчләрниң кәң көләмлик һәрикәт елип бериш иқтидарини азайтқанлиқини тәкитлигән болсиму, әмма ирақ урушида өлгән америка әскәрлириниң сани 2000 кишигә йеқинлашқан. (Қанат)