Ирақ сүнни мусулманлири хәлқарадин түрмә вәқәсини тәкшүрүшни тәләп қилди
2005.11.16
Ирақ сүнни мусулманлири хәлқара җәмийәттин, бағдаттики бир мәхпий түрмидә сүнни мусулман мәһбусларниң қийин-қистаққа учраш вәқәси үстидин тәкшүрүш елип беришни тәләп қилди.
Ирақ баш министири ибраһим әл җафари сәйшәнбә күни бу вәқәни тәкшүрүп чиқишқа қошулған иди. Америка армийиси йәкшәнбә күни бу мәхпий түрмини байқиған болуп, уларниң билдүрүшичә, бу йәрдә 168 нәпәр мәһбус қамақлиқ икән. Буларниң арисида 3 кишидин башқа, қалғанлириниң һәммиси сүнни мәзһипидики әрәбләр икән.
Шундақла, бу мәһбусларниң турқидин ачарчилиқ вә қийин-қистақ дәрдини болушиға тартқанлиқи чиқип туридикән. Ирақ ички кабинтиниң көп қисим әмәлдарлири шиә мәзһипидин болуп, бу әһвал әмди ирақтики мәзһәпләр оттурисидики вәзийәтни техиму җиддийләштүрүши мумкин. (Пәридә)