Америка муавин президенти ирақни зиярәт қилди
2005.12.18
Америкниң муавин президенти дек чейни йәкшәнбә күни ирақни туюқсиз зиярәт қилип, пәйшәнбә күни ирақта өткүзүлгән парламент сайлимини, америка һәрбий қисимлирини ирақтин чекиндүрүп чиқиш үчүн муһим бир қәдәм дәп көрсәтти.
Америка муавин президенти дек чейни бир күнлүк ирақ зиярити җәрянида, ирақ һөкүмәт рәһбәрлири вә ирақтики америка һәрбий қисимлириниң қоманданлири билән учрашқан һәмдә тик учар билән бағдад шәһирини айланған шундақла ирақ әскәрлири тәрбийилиниватқан таҗи һава базисини зиярәт қилип, мәзкур базидики америка әскәрлиригә сөз қилған. Дек чейни сөзидә, америкида бәзи атақлиқ сиясәтчиләрниң, америка қисимлирини ирақтин чекиндүрүп чиқиш керәкликини илгири сүрүватқанлиқини әскәртип, бу көз қарашниң хата икәнликини тәкитлигән.
Дек чейни ирақтики америка қисимлириниң қоманданлири билән көрүшкәндин кейин бағдадта мухбирларға бәргән баянатида,пәйшәнбә күни өткүзүлгән парламент сайлимиға ирақтики һәрқайси етник вә диний гуруппиларниң қатнашқанлиқини тәкитләп, бу, ирақтики диний вә миллий гуруппиларни бирләштүрүштә муһим рол ойнайду, дегән.
Америка бирләшмә агентлиқиниң хәвәр қилишичә, дек чейниниң зиярити наһайити мәхпий тутулған болуп, һәтта ирақ баш минситириму бу зиярәттин алдин хәвәрдар қилинмиған. (Әқидә)