Ирақта партлаш йүз берип 80 адәм қаза қилди
2006.01.05
Ирақта пәйшәнбә күни йүз бәргән икки қетимлиқ өзини өлтүрүвелиш характерлик партлашта 80 адәм һаятидин айрилди.
Б б с хәвәр агентлиқиниң 5 - январ бәргән хәвиридә билдүрүлүшичә, биринчи қетимлиқ партлаш кәрбаладики шийә мусулманлириниң имам һөсәйин вә имам аббас намидики икки мәсчити оттурисидики кочида йүз бәргән болуп, партлашта 50 адәм қаза қилған.
Сақчиларниң ейтишичә, бу қетимқи партлаш өзини өлтүрүвелиш характерлик һуҗумдин мәйданға кәлгән, партлаш йүз бәргәндә көплигән кишиләр тавап қилиш үчүн мәсчиткә қарап йол алған икән.
Бу арида, ирақниң ғәрбий қисмидики рамади шәһириниң мәркизидиму партлаш йүз берип, 30 адәм өлгән вә нурғун киши яриланған.
Ирақ парламентиниң сайлам нәтиҗиси пат арида елан қилиниду, ирақтики шийә, сунний вә күрд партийилири нөвәттә өз - ара сөһбәт елип берип, бирләшмә һөкүмәт қуруш пиланини түзүватқан бир пәйттә, ирақниң һәр қайси җайлирида қаршилиқ көрситиш һәрикәтлири көпләп йүз бәрмәктә. (Әқидә)









