Америкиниң бир тик учур айропилани вәйран болди
2006.01.08
Америка авази радиосиниң учуридин қариғанда, йәкшәнбә күни америка һәрбий даирилири бир тик учар айропиланиниң ирақниң шималидики тәл-афар райони әтрапида вәйран болуп, униңдики 12 нәпәр америка һәрбий хадиминиң қазаға учриғанлиқини билдүрди. Хәвәргә қариғанда, америка һәрбий даирилириниң мәзкур тик учар айропилан билән болған алақиси үзүлүп қелип, 12 саәт өткәндин кейинла буниңдин хәвәр тепилған.
Шуниң билән бир вақитта йәнә америка һәрбий даирилириниң билдүрүшичә, ирақ қаршилиқ көрсәткүчилириниң шәнбә вә йәкшәнбә күнлиридики һуҗумлири җәрянида бәш нәпәр америка деңиз пиядә қисиминиң әскири өлгән. Бу бир қетимлиқ чоң йоқитиш болуп һесаблинидикән.
Мәлуматларға қариғанда, ирақ уруши партлиғандин буян 2000 дин артуқ америка җәңчи-офитсери өлгән вә зор сандикиси яриланған икән. (Үмидвар)









