Ирақ баш министири җаффари истипа беришни рәт қилди
2006.04.05
Ирақниң баш министири ибраһим әл-җаффари америка вә әнглийиниң чақириқиға қаримастин, ирақниң келәр қетимлиқ һөкүмитигә рәһбәрлик қилиштин ваз кечишни рәт қилди.
Җаффари әнглийә б б с радио-телевийә ширкитиниң зияритини қобул қилғанда, ирақ парламентида көп орунни игилигән шиә мусулманлири иттипақиниң уни баш министирлиққа кандидат болушқа сайлап чиққанлиқини, шуңа буниң чоқум һөрмәт қилишқа тегишлик бир "демократик җәрян" икәнликини билдүрди.
Җаффари һазирғичә аз санлиқ тәшкилатларниң қоллишиға еришәлмигәнликтин, һөкүмәт қурушқа амалсиз қалған. Униң үстигә җаффари йәнә ирақтики шиә мусулманлири тәшкилатлириниң ички қисмидиму барғансери қоллаштин чүшүп қалмақта. Һазир җаффариниң кандидат салаһийити һөкүмәт қуруш мәсилисидики асаслиқ ихтилап болмақта.
Бу арида ирақниң муавин президенти адил абдул махди һазир ирақта баш министир җаффарини қоллайдиғанлар саниниң көп әмәсликини һәмдә униң әмди тәхттин чүшүш вақтиниң йетип кәлгәнликини ейтқан. Җаффари, ирақтики шиә хәлқ әскири қораллиқ қисимлириниң қәтий қоллиғучиси дәп қарилиду. Шундақла кишиләр бу қораллиқ қисимни ирақта мәзһәпләр арисидики маҗраға қутратқулуқ қилған дәп әйибләйду. (Пәридә)









