Ирақта баш министирни қайта сайлаш хизмити җиддий давамлашмақта


2006.04.20

Ирақ парламентидики әң чоң мәзһәпләрдин болған шийә мәзһипи, беләт ташлаш арқилиқ ирақ министирини сайлап чиқиш үчүн һәрикәт елип бармақта.

Ирақ парламинтида елип бериливатқан сайламға 4 ай тошқан болуп, бирақ һазирға қәдәр йеңи һөкүмәт қурулмиди. Көзәткүчиләрниң қаришичә , бу дәл ирақта зораванлиқ вәзийиитиниң тинҗимаслиқидики асаслиқ сәвәб икән.

Б б с хәвәр агенлиқиниң пәйшәнбә күни билдүришичә, ирақ министири әл җәффәри хели бурунла шийә мәзһипидин қайта министир сайлашни тәләп қилған иди.

Әл җәффәри, ирақ йеңи һөкүмитини бәрпа қилғучи асаслиқ киши болуп, әмма күртләр, сунийләр вә башқа тәшкилатлар униң тәхттин чүшүшини үмид қилмақта.

Америка билән әнгилийә тәрәп, ирақтики һәр қайси мәзһәпләргә бесим ишлитип, уларниң тезрақ йеңи һөкүмәт бәрпа қилишини,ирақ вәзийитини тинчландурушини тәшәббус қилмақта. (Әқидә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.