Бағдатта йүз бәргән партлаш бир қанчә адәмниң өлүмини мәйданға кәлтүрди
-
2006-05-04 -
-
-
Ирақ сақчи даирилири пәйшәнбә күни, бағдаттики бир сот мәһкимисигә йеқин җайда йүз бәргән өзини өлтүривелиш характирлик һуҗумда, аз дегәндә 8 адәмниң қаза қилип, 46 адәмниң яриланғанлиқини билдүрди.
Америка бирләшмә агентлиқиниң хәвиридә билдүрүшичә, буниңдин бир күн илгири фәллуҗаһдики бир сақчи идариисниң сиртида , өзини өлтүривелиш характирлик һуҗум йүз берип, 15 адәм һаятидин айрилип, 20 адәм яриланған икән. Ирақ сақчи даирилири йәнә , бир қанчә күн илгири 34 адәмниң җәсидини тапқан.
Бу арида америка дөләт мудапиә министри рамесфелд, америка қошунлирини қисқартиштин илгири , ирақ йеңи һөкүмитиниң ирақта йәнила бир мәзгил вәзипә өтәйдиғанлиқини билдүрди.
Ирақниң ички вәзийити йәнила интайин җиддий һаләттә болуп, ирақниң бағдат, фәллуҗаһқа охшаш чоң шәһәрлиридә өзини өлтүривелиш характирлик һуҗумлар давамлиқ йүз берип, көплигән ирақ пуқралириниң өлүмини мәйданға кәлтүрди. (Әқидә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Ирақта баш министирни қайта сайлаш хизмити җиддий давамлашмақта
- Ирақ баш министири җаффари истипа беришни рәт қилди
- Ирақлиқлар тәрипидин гөрүгә елинған америка мухбири 3 айдин кейин қоюп берилди
- Ирақта қанлиқ һуҗумлар давамлашмақта
- Ирақта һәр қайси тәрәпләр ички урушниң алдини елишни тәшәббус қилмақта