Бағдатта йүз бәргән һуҗумда 13 адәм қаза қилди


2006.05.18

Ройетирс агентлиқиниң хәвиригә қариғанда , , 18 ‏- май күни бағдатта йүз бәргән икки чоң һуҗумда аз дегәндә 13 адәм қаза қилған. Өлгәнләр арисида сақчилар бар болуп, қаршилиқ көрсәткүчи күчләр бағдатниң шималиға җайлашқан бир чарлаш әтритигә йеқин җайни партлатқан, бирла вақитта йәнә бағдат шәһириниң ғәрбий җәнубида ишчиларни ишқа елип кетиватқан бир аптобус оққа тутулған.

Бу арида америка һәрбий даирилириниң билдүрүшичә, америка әскиридин бири бағдатниң ғәрбидики анбар өлкисидә елип берилған тоқунушта өлгән, мусул шәһиридиму тоқунуш йүз берип дүшмән күчлиридин 3 и өлгән, тоқунуш җәрянида 10 нәпәр ирақ пуқраси қаза қилған.

Ирақниң вәзийити йәнила җиддий һаләттә болуп, қаршилиқ көрсәткүчи күчләр тарқақ шәкилдә ирақниң һәммила йеридә дегүдәк өзини өлтүрүвелиш, партлитиш , гөрүгә елиш қатарлиқ һуҗумлирини елип бармақта, қаршилиқ көрсәткүчи күчләрниң мәзкүр һуҗумлири әң көп ирақ пуқралириниң өлүмини мәйданға кәлтүрмәктә.(Әқидә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.