Ирақта һәрбий тоқунушлар давамлашмақта
2006.05.23
Ирақта йеңи қурулған һөкүмәтниң баш министири нури әлмалики, бихәтәрлик мәсилисиниң йеңи һөкүмәтниң әң муһим вәзиписи икәнликини билдүрди. Лекин сиясий вә һәрбий мулаһизичиләр, ирақтки тоқунушларниң йәнә узун вақит давамлишиши мумкинлиқини билдүрмәктә.
Америка президенти җурҗ буш ирақта қурулған вә шиәләр, сүннийләр вә күрдләрдин тәшкил тапқан йеңи һөкүмәтни, урушта йеңи бир басқуч дәп мәдһийлигән иди. Әнгилийә баш министири тони билийәр болса, ирақта террорчилиқ һәрикәтлирини давамлаштурруш үчүн һеч бир баһанә қалмиди дәп көрсәткән.
Лекин ирақта сәйшәнбә күни йүз бәргән һуҗум вә партлитиш һәрикәтлири бу дөләттә тинчлиқниң орнитилишиға хели вақит кетидиғанлиқини көрсәтти.
Сәйшәнбә күни ирақниң пайтәхти бағдадта йүз бәргән тоқунуш вә партлашларда, аз дегәндә 22 киши өлгән. Әмма һуҗум вә партлитиш һәрикәтлириниң үзлүксиз давамлишиватқанлиқиға қаримай, ирақниң йеңи баш министири күч ишлитишниму өз ичигә алған қаттиқ тәдбирләр арқилиқ, ирақта тинчлиқини қайтидин орнитидиғанлиқини тәкитлимәктә.
Хәвәрләргә қариғанда, қаршилашқучи күчләргә зәрбә берип, уларниң һуҗумлириниң алдини елиш үчүн америка һәрбий қисимлири вә ирақ армийиси бағдад, рамади қатарлиқ ирақниң бирнәччә шәһиридә бирликтә кәң көләмлик тазилаш һәрикәтлири елип беришни пиланлимақта. (Қанат)
Мунасивәтлик мақалилар
- Бағдатта йүз бәргән һуҗумда 13 адәм қаза қилди
- Бағдатта йүз бәргән партлаш бир қанчә адәмниң өлүмини мәйданға кәлтүрди
- Ирақта баш министирни қайта сайлаш хизмити җиддий давамлашмақта
- Ирақ баш министири җаффари истипа беришни рәт қилди
- Ирақлиқлар тәрипидин гөрүгә елинған америка мухбири 3 айдин кейин қоюп берилди









