Әл зәрқавиниң өлүми пүтүн дуня хәлқини хуш қилди


2006.06.08

Америка бирләшмә агентлиқи 8 ‏- июн күни бәргән хәвиридә ирақ йеңи һөкүмити ташқи ишлар министириниң сөзини нәқил кәлтүрүп : " әл зәрқавиниң өлгән күни , ирақ хәлқи үчүн бир қутлуқ күн болуп һесаблиниду, гәрчә униң өлүми ирақта қаршилиқ көрсәткүчи дүшмән күчлириниң тамамән йоқалғанлиқидин дерәк бәрмисиму, бирақ бу ирақ һөкүмити вә хәлқиниң қәддини көтәрди" деди .

Бу арида америка призиденти җорҗ буш вә әнгилийә баш министири тонй бләйер шуниңдәк һәр қайси әлләрниң рәһбәрлири бирдәк һалда , америка , әнгилийә һәмдә ирақтики бирләшмә армийә қисимлирини тәбрикләш билән биргә, ирақ йеңи һөкүмитигә бу қетимқи һәрикәттә йеқиндин һәмкарлашқанлиқи үчүн рәһмәт ейтидиғанлиқини билдүрди.

Афғанистан призиденти карзай": әл зәрқавиниң өлүми, пүткүл дуняниң террорлуқ тәһдитидин қутулуштики муһим бир қәдәм һесаблиниду" дәп көрсәтти, у йәнә, әл зәрқави билән бирликтә зораванлиқ елип бериватқан террорчиларни әйибләп, " бу террорчилар, афғанистан вә ирақтики нәччә он миңлиған бигуна мусулманларниң өлүмигә мәсул болуши керәк " деди. (Әқидә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.