Ирақтики әнгилийә қошунлири билән исянчилар арисида тоқунуш йүз бәрди
2006.06.11
Америка авази радиосиниң учуридин мәлум болушичә, ирақниң җәнубидики әл амараһ шәһиридә әнглийә қошунлири билән исянчилар арисида тоқунуш йүз берип, аз дегәндә бәш ирақлиқ өлгән.
Бу тоқунуш йәкшәнбә күни әнгилийә қошунлири әл амараһ шәһиридә ахтуруш елип бериватқанда йүз бәргән болуп, исянчилар туюқсиз һуҗум қозғиған икән. Бу ирақтики террорчилар башлиқи зәрқави өлтүрүлгәндин кейинки, бир қетимлиқ тоқунуш болуп һесаблинидикән, зәрқавий чаршәнбә күни бағдадниң шималида өлтүрүлгән иди. Хәвәрләргә қариғанда, униң өтүрлишидин афғанистан даирилириму хошал болидиғанлиқини билдүргән һәтта иран даирилириму зәрқавиниң өлүмини хуш хәвәр дәп һесаблиған болсиму, әмма өзлириниң америка тәрәпкә зәрқавигә аит учурларни бәрмигәнликини әскәрткән.
Ирақтики қаршилиқ һәрикәтлиридә зәрқавиниң башламчи болғанлиқи билдүрүлмәктә. Узундин буян ирақта бундақ өзини өлтүрүвелиш характерлик һуҗумлар давамлишип, нурғун адәмниң өлүши келип чиққан иди. (Үмидвар)









