Ирақтики әлқаидәниң йеңи рәһбири бәлгиләнди
-
2006-06-12 -
-
-
Ирақтики әлқаидә тәшкилати өткән һәптә, америка һәрбий қисимлириниң бир қетимлиқ һуҗуми җәрянида өлтүрүлгән мәзкур тәшкилатниң рәһбири әбу мусаб әлзәрқавийниң орниға әбу һәмзә әлмуһаҗир исимлик бир милитанниң тәйинләнгәнликини билдүрди.
Америка бирләшмә агентлиқиниң хәвәр қилишичә, әбу һәмзә әлмуһаҗирниң ким икәнлики техи ениқ мәлум әмәс, әмма пүтүн милитанларға охшаш ялған исим ишләткән бу кишиниң әлмуһаҗир фамил исимини ишләткәнлики, униң ирақлиқ әмәсликини көрситиду. Хәвәрдә ейтилишичә, ирақлиқ болмиған бир кишиниң ирақтики әлқаидә тәшкилатиниң рәһбири болуп сайлиниши, бу тәшкилатниң йәнила башқа бир дөләттин кәлгән бир әрәбниң контроллуқида қалғанлиқиниң бир испати һесаблинидикән.
Хәвәрләргә қариғанда, ирақтики йәрлик қаршилашқучи күчләр билән әлзәрқавий оттурисида урушни қандақ елип бериш мәсилсидә ихтилаплар мәвҗут болуп, америка вә ирақ һөкүмәт хадимлири бу ихтилаплардин пайдилинишқа тиришқан.
Сиясий вә һәрбий мулаһизичиларниң билдүрүшичә, әбу һәмзә әлмуһаҗирниң ирақтики әлқаидә тәшкилатиниң рәһбәрликигә сайлиниши, мәзкур тәшкилатниң әлзәрқавийниң тоқунушларни ирақ чегриси сиртиға тошуп чиқиш һәрикитини давамлаштуридиғанлиқини көрстидикән. (Қанат)