Ирақта дүшәнбә күни 50 тин артуқ адәм өлтүрди

Дүшәнбә күни ирақниң пайтәхти бағдатқа йеқин маһмудийә шәһириниң бир базирида елип берилған һуҗумда 50 дин артуқ киши өлгән вә 90 киши яриланған.

Маһмудийидики һөкүмәт хадимлири, шәһәр аһалиси вә америка һәрбий хадимлириниң билдүрүшичә, бир топ қораллиқ кишиләр мәзкур базарға келип, базардики кишиләргә оқ чиқарған. Ройтрис агентлиқиниң билдүрүшичә, дүшәнбә күнидики һуҗум һазирғичә ирақта наһайити аз көрүлгән бир һуҗум һесаблинидикән.

Лекин ирақ һөкүмәт даирилири, бир топ қораллиқ кишләрниң күндүзи шәһәргә кирип базардики хәлққә һуҗум қилғанлиқини рәт қилған. Ирақ мудапиә министирлиқи вәқәни чүшәндүрүп, икки машинида партлиған бомба нәтиҗисидә 42 кишиниң өлгәнликини билдрүмәктә.

Бирақ, вәқә шаһитлири бир топ қораллиқ кишиләрниң базарға келип, хәлқни оқ ямғуриға тутуп, дуканларға вә әтрапдики өйләргә от қоюп, көйдүргәнликини билдрүмәктә.

Бу қетимқи һуҗумниң кимләр тәрипидин елип берилғанлиқи һазирчә мәлум әмәс икән. Маһмудийә шәһәр башлиқи бу қетимқи һуҗумниң шийә милитантлири тәрипидин елип берилғанлиқини билдүргән әмма йәнә бир һөкүмәт хадими бу һуҗумниң сунниләр тәрипидин елип берилғанлиқини тәкитлимәктә. Сиясий вә һәрбий мулаһизичиләрниң билдүрүшичә, дүшәнбә күнидики вәқә, ирақта вәзийәтниң күнсери җиддийливатқанлиқини, болупму ички уруш еһтималлиқиниң барғансери күчийиватқанлиқини көрситидикән. (Қанат)

2025 M Street NW
Washington, DC 20036
+1 (202) 530-4900
uygwebnews@rfa.org