Ирақта вәзийәт күнсери җиддийләшмәк
2006.10.16
Ирақта вәзийәт күнсери җиддийлишиватқан болуп, сунний вә шийәләр оттурсидики интиқам елиш һуҗумлирида өлүватқан ирақлиқларниң сани һәмдә ирақтики қаршилашқучи күчләрниң һуҗумлирида өлгән америка әскәрлириниң сани күндин - күнгә көпәймәктә.
Җүмә күни ирақниң шималий райониға җайлашқан балад шәһиридә каллиси кесилгән 17 нәпәр шийә ишчисиниң җәсити тепилғандин кейин, районда шийәләр билән суннийләр оттурисида башланған тоқунушларда һазирғичә 91 киши өлгән.
Хәвәрләргә қариғанда, аһалисиниң көпинчиси шийәләрдин тәшкил тапқан балад шәһиридә шийәләр йоллар үстигә тәкшүрүш пункитлири қуруп, қолға чүшкән сүннийләрни өлтүрүшкә башлиған. Ирақ һөкүмити болса, бу вәқәләрниң алдини елишта я аҗиз қалмақта яки суннийләрниң өлтүрүлүшиниң алдини елиш үчүн җиддий тәдбир елишини халимайватиду.
Бу арида, ирақтики қаршилашқучи күчләр билән болған тоқунушларда өлүватқан америка әскәрлириниң саниму күнсери көпәймәктә. Дүшәнбә күниниң өзидила 7 америка әскири өлгән болуп, өктәбир ийида ирақта өлгән америка әскириниң сани 57 кишигә йәткән.
Ирақта вәзийәтниң техиму җиддийлишиши сәвәбидин америка президенти җурҗ буш баянат елан қилип, америка һөкүмитиниң ирақниң баш минстирини пүтүн күчи билән қоллайдиғанлиқини билдүрди. Йеқинда ирақтики вәзийәтниң кәскинлишиши җәрянида, мәвҗут ирақ һөкүмити тоқунушларниң алдини алалмиғанлиқи, америка һөкүмити, ирақ баш министириға бериватқан ярдимини тохтитиши мумкин, дегәндәк хәвәрләрниң тарқилишиға сәвәб болған. (Қанат)