Җорҗ буш, ирақта зораванлиқ һәрикәтлириниң күчийиватқанлиқини етирап қилди


2006.10.19

Америка призиденти җорҗ буш, чаршәнбә күни ирақта зораванлиқ һәрикәтлириниң күндин - күнгә күчийиватқанлиқиға етирап қилди.

Нйоюрк вақти гезитиниң мәшһур язғучиси томас обзор елан қилип, ирақта йеқиндин бери әвҗ еливатқан зораванлиқ һәрикәтлирини ветнам уруши мәзгилидики " йеңи йил һуҗуми" билән селиштурди.

" Йеңи йил һуҗуми" шималий атлантик окян әһди тәшкилати қошунлири америка һәрбий қисимлири билән биллә 1968 ‏- йилиниң башлири,ветнам һәрбий қисимлириға қозғиған зор һәрбий һәрикәт болуп, гәрчә тарихчилар бу һәрикәтни, шималий атлантик әһди тәшкилати үчүн чоң бир һәрбий йеңилиш дәп қарисиму, бирақ америкиниң ичкий қисмида хәлқниң райини қолға кәлтүргән дейишиду .

Ирақта һәр күни дегүдәк партлитиш һуҗумлири йүз бериватқан болуп, пәйшәнбә күни ирақниң шималидики мусул сақчи идарисиниң бинаси, өзини партлитиш һуҗумиға учрап, 12 адәмниң өлүмини, 20 дин артуқ адәмниң ярилинишини мәйданға кәлтүрди. . Ройетирс агентлиқиниң бүгүн бәргән хәвиридин мәлум болушичә, йүз бәргән партлашларда аз дегәндә 31 адәм қаза қилған.

Бу арида йәнә , бағдатта икки нәпәр сақчи вә икки пуқра етип өлтүрүлгән. (Әқидә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.