Бағдатта зәнҗирсиман партлашлардин кейин җидди һаләт елан қилинди
2006.11.24
Ирақниң бағдат шәһиридики шиәләр райони садир шәһиридә пәйшәнбә күни йүз бәргән зәнҗирсиман партлаш вәқәлири вә шиә милитанлириниң сүннийләргә қарши җүмә күни қозғиған өз елиш һәрикәтлиридин кейин, ирақ һөкүмити бағдатта муддәтсиз җидди һаләт елан қилди.
Пәйшәнбә күни йүз бәргән зәнҗирсиман партлаш вәқәлиридә аз дегәндә 200 адәм өлгән, 260 адәм яриланған. Бу америка армийиси 2003 -йили ираққа һәрбий һәрикәт қозғиғандин бери әң көп адәм өлгән күн болуп һесаблиниду.
Бағдатниң садир шәһири шиәләр көп санлиқни игиләйдиған район болуп, вәқәдин кейин бағдаттики сүннийләр райони минамютниң һуҗумиға учриди. Даириләр бағдат айродроми билән җәнубтики бәсрә айродроми вә деңиз портини тақиған.
Малики телевизийә нутуқи сөзләп, тәрәпләрни өзини тутувелишкә чақирди. У, вәқә пәйда қилғучиларни "милләтләр иттипақлиқиға бузғунчилиқ қилмақчи болған бөлгүнчи унсурлар," дәп әйиблигән.
Америка президент ишханиси ақсарай, вәқәни "қипялиңач зораванлиқ қилмиши икәнликидә гуман йоқ" һәрикәт, дәп әйиблиди.
Пәйшәнбә күнки партлаш вәқәлиридин кейин шиә милитанлар җүмә күни бағдаттики сүннийләр районида 4 мәсчиткә от қоювәтти. Чәтәл мәтбуатлириниң хәвәр қилишичә, шу күни аз дегәндә 24 адәм өлгән болуши мумкин.
Ирақ парламентидики бәзи шиәләр, әгәр баш министир малики келәр һәптә иорданийидә президент буш билән көрүшсә, муқтәда әл садирниң қоллиғучилири бирләшмә һөкүмәттин чекинип чиқидиғанлиқини агаһландурди. (Әркин)