Призидент буш ирақ баш министири норий маликини тәриплиди


2006.11.30

Америка призиденти җорҗ буш, ирақ баш министири нурий маликиға "күчлүк ирадигә игә дөләт рәһбири" дәп нам бериш билән биргә " нурий малики рәһбәрлик қиливатқан һөкүмәтниң ғәлибә қилиши, ирақниң истиқбалида муһим рол ойнайду" деди.

Призидент җорҗ буш, пәйшәнбә күни иорданийиниң пайтәхти амманда нурий малики билән учришип сөһбәтләшкәндин кейин ": әгәр ирақ һөкүмити қошулсила, америка қисимлири, вәзипә орунланмиғичә , ирақтин айрилмайду" дәп оттуриға қойди. Призидент буш йәнә, маликиниң қарашлирини қоллайдиғанлиқини билдүрүп, нөвәттә әң муһими, мәзһәпләр оттурисидики зиддийәтни йоқитиш икәнликини тәкитлиди.

Икки дөләт рәһбири бу қетимқи учришишта, қандақ қилғанда , америка йетәкчилик қиливатқан бирләшмә армийә қисимлириниң бихәтәрлик мәсулийитини тез арида ирақ қисимлириға өткүзүп беришкә болидиғанлиқи һәққидә музакирләшти. Нурий малики, ирақниң вәзийитини муқимлаштуруш үчүн, алди билән сүрийә қатарлиқ қошна дөләтләр билән һәмкарлиқни күчәйтиш керәкликини, шуңа у пәқәт ирақниң һазирқи һөкүмитини қоллайдиған қошна дөләтләр билән мунасивәт орнитишни халайдиғанлиқини билдүрди. (Әқидә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.