Бағдаттики өзини өлтүрүвелиш характерлиқ бартилашта 57 адәм өлди


2006.12.12

Сәйшәнбә күни бағдаттин берилгән хәвәрдин мәлум болушичә, 12 ‏- дикабир күни бағдадта икки данә машина партлиған болуп, мәзкур партилаш вәқәсидә, 57 адәм өлгән вә 140 тин артуқ адәм яриланған.

Бағдаттин берилгән хәвәрдә ейтилишичә, бу икки машина охшаш бир вақитта партлиған болуп, партилаш йүз бәргән нәқ мәйдан арилиқи 30 метир әтрапида болған. Лекин бу икки машина партилаш билән тәң, әтраптики 10дин артуқ машиниға арқа-арқидин от кәткән.

Америка бирләшмә агентлиқиниң бу һәқтә бәргән хәвиридин мәлум болушичә, бу қетимқи партилаш вәқәси өзини өлтүрүвелиш характерлиқ партилаш болуп, бири ирақ һөкүмәт бинаси алдида йәнә бири һәрқайси дөләтләр консулханиси җайлашқан йәрдә йүз бәргән. Партилаш вәқәсидә яриланғанлар адәттики пуқралар икән. (Меһрибан)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.