2006 ‏- Йили, ирақтики қанлиқ вәқәләрдә өлгән пуқралар сани 34 миңдин ашти


2007.01.16

16 ‏- январ күни, бирләшкән дөләтләр тәшкилати 2006 ‏- йилидики ирақ уруши һәққидә доклат елан қилди. Мәзкур доклатта көрситилишичә, 2006 ‏- йили, ирақтики зораванлиқ вәқәлиридә өлгән пуқралар сани 34 миңдин ашқан. Орта һесабта, күнигә 94 адәм өз һаятидин айрилған.

Бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң ирақтики кишилик һоқуқ әмәлдари гианни магаззәни ниң мәлум қилишичә, охшаш бир вақитта, ирақтики қанлиқ вәқәләрдә яриланған пуқраларниң сани 36 миңдин ашқан.

Гианни магаззәни йеқинда өткүзүлгән бир қетимлиқ ахбарат елан қилиш йиғинида, бултур 11 ‏- вә 12 ‏- айниң өзидила 6400 гә йеқин ирақ пуқрасиниң өлгәнликини вә буларниң арисидики 5000 гә йеқини бағдат шәһиридә өлгәнликини мәлум қилған.

Бирләшкән дөләтләр тәшкилати елан қилған бу доклатта көрситилишичә, һазир бағдаттики вәзийәт интайин җиддий һаләттә болуп, кимлики ениқ болмиған җәсәтләр сани барғансери көпәйгән.

Бирләшкән дөләтләр тәшкилати мәзкур доклатни елан қилған бүгүнки күнниң өзидә, бағдат шәһәр мәркизидә, икки қетим бомба партлаш вәқәси йүз берип, 15 адәм өлүп, 17 адәм яриланған. (Меһрибан)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.