Бағдатта зораванлиқ һәрикәтлири давамлашмақта


2007.01.18

Ирақниң пайтәхти бағдатта зораванлиқ һәрикәтлири давамлиқ күчәймәктә, пәйшәнбә күни йүз бәргән 5 қетимлиқ машина партлаш вәқәсидә 19 адәм қаза қилип, 40 нәччә адәм яриланған. Буниңдин сирт бағдатниң оттура вә шәрқи районлирида икки қетим һәмдә дора базирида 3 қетим партлаш йүз бәргән.

Хәвәрләргә қариғанда, шийә мусулманлири олтурақлашқан садир шәһиридә йүз бәргән һуҗумларда аз дегәндә 25 адәм өлтүрүлгән, 70 нәччә адәм яриланған. Сәйшәнбә күни бағдат әтрапидики районларда җәмий 100 дин артуқ адәм һаятидин айрилған иди.

Йеқинда бирләшкән дөләтләр тәшкилати, ирақ уруши тоғрисида доклат елан қилип, 2006 ‏- йили ирақта йүз бәргән зораванлиқ һәрикәтлиридә өлгән пуқралар саниниң 34 миңдин ашидиғанлиқини билдүрди.

Америка призиденти җорҗ буш, ирақта йүз бериватқан зораванлиқларниң алдини елиш үчүн, ирақтики америка әскәрлириниң санини көпәйтишни қарар қилди. Әмма бу демократлар көп санлиқни игилигән америка дөләт мәҗлиси әзалириниң қаршилиқ көрситишигә учриди.

Бу арида ирақниң баш министири малики, сунний қаршилиқ көрсәткүчилири билән шийә милитанлириға қаттиқ зәрбә беридиғанлиқини шуниңдәк һәрқандақ бир сиясий өктичиниң, ирақниң бихәтәрликигә дәхли йәткүзүшигә йол қоймайдиғанлиқини билдүрди. (Әқидә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.