Ирақтики партлашларда 100 гә йеқин киши өлди
2007.01.22
Америка президенти җурҗ буш ирақтики тоқунушларни тохтитиш үчүн, ираққа йәннә 21 миң 500 йүз америка әскири әвәтиш пиланини йолға қоюшқа башлиған бир мәзгилдә, дүшәнбә күни ирақниң пайтәхти бағдат вә әтрапида йүз бәргән партлитиш вәқәлиридә 100 гә йеқин адәм өлди вә 200 әтрапида киши яриланди.
Дүшәнбә күнидики әң қанлиқ вәқә бағдатниң ават базарлириниң бери һесабланған баб- әлшарҗи базирида мәйданға кәлгән болуп, бомба қачиланған икки машининиң арқа-арқидин партлиши нәтиҗисидә 88 киши өлгән вә 150дин артуқ адәм яриланған.
Америка бирләшмә агентлиқиниң хәвәр қилишичә, бүгүнки һуҗумларда асасән бағдат шәһири вә бу шәһәрниң шималидики шийә районлири нишан қилинған болуп, бу сунний қаршилашқучи күчләрниң һәрикәтлирини күчәйткәнликини көрситидикән. Шундақла йәкшәнбә күни ирақта икки америка әскири өлтүрүлгән болуп, буниң билән бу ай ичидә өлгән америка әскәрлириниң сани 47 гә йәтти.
Бу арида, әлқаидә тәшкилати дүшәнбә күни ирақниң анбар өлкисидә чүшүрүлгән һәрбий ткучарниң, мәзкур тәшкилат тәрипидин етип чүшүрүлгәнликини билдүрди. Лекин америка мудапиә минситирлиқи бу һәқтә тәкшүрүшләрниң давамлишиватқанлиқини билдүрмәктә. Шәнбә күни йүз бәргән вәқәдә тикучардики 12 америка әскириниң һәммиси өлгән иди. (Қанат)
Мунасивәтлик мақалилар
- Бағдатта зораванлиқ һәрикәтлири давамлашмақта
- 2006 - Йили, ирақтики қанлиқ вәқәләрдә өлгән пуқралар сани 34 миңдин ашти
- Бушниң йеңи ирақ истратегийисини ирақ һөкүмити қизғин қоллиди, әмма бониңға хитай һөкүмитиниң муамилиси соғуқ
- Учур вастилири җорҗи буш елан қилиш алдида турған йеңи ирақ сияситиниң мәзмунлирини ашкарилиди
- Америка ирақта йәнә әскәр көпәйтмәкчи