Бағдадта бир нәпәр юқири дәриҗилик әмәлдар өлтүрүлди


2007.01.28

Америка авазиниң ирақ сақчилириниң учурлири асасида тарқатқан хәвиригә асасланғанда, йәкшәнбә күни бағдадта ирақ санаәт министири, униң қизи вә шопури һәм қоғдиғучисини өз ичигә алған төт адәм намәлум қораллиқ гуруппиларниң туюқсиз һуҗумиға учрап өлтүрүлгән.

Бу йеңи ирақ һөкүмити һакимийәткә чиққандин буянқи юқири дәриҗилик рәһбирий хадимлириниң өлтүрүлүш вәқәлириниң давами икән.

Буниңдин башқа йәнә шәнбә күни бағдадтики шиә мусулманлири районида бомба қачилиған машина партлап, аз дегәндә 13 адәмниң өлүшини кәлтүрүп чиқарған.

Америка қошунлириму бағдадниң шималидики бир қисим җайларға һава һуҗуми қилип 14 нәпәр қораллиқ қаршилиқ көрсәткүчини өлтүргән болсиму, лекин америка һәрбий даирилири өткән пәйшәнбә күнидин етибарән йәттә нәпәр америка әскириниң мина партлап өлгәнликини ашкарилиған, учурларға қариғанда, мушу бир айдин буян америка әскәрлириниң ирақтики өлүм йетим әһвали көпийип кәткән.

Шәнбә күни америка пайтәхти вашингтонда кәң көләмлик урушқа қарши туруш намайиши йүз бәргән болуп, намайишчилар президент бушниң ирақтин қошун чекиндүрүшини тәләп қилған, чүнки йеңи ирақ истратегийисигә бинаән йәнә 20 миң әскәр ираққа әвәтилиш қарар қилинған иди. (Үмидвар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.