Америка әскәрлири қаршилиқ көрсүәткүчи күчлиридин 4 ни йоқатти
2007.02.01
Америка һәрбий даирилири пәйшәнбә күни баянат елан қилип, чаршәнбә күни кәчтә бирләшмә армийә қошунлириниң қаршилиқ көрсәткүчиләрдин 4 ни йоқатқанлиқини вә 29 ни қолға алғанлиқини билдүрди.
Ирақтики бир һәрбий қомандан: "бу 4 нәпәр қаршилиқ көрсәткүчи, йол үстигә партлатқуч көмүватқанда байқалған, әгәр уларға вақтида зәрбә берилмигән болса йәнә нурғунлиған бигунаһ хәлқниң биһудә өлими мәйданға кәлгән болатти" дигән. Пүтүн ирақ бойичә 1- ай ичидила йүз бәргән мәзһәпләр арсидики тоқунуш җәрянида, 2 миң нәпәр бигунаһ ирақ хәлқи қаза қилған.
Бу арида америка һәрбий даирилири, америка әскәрлидин 4 иниң бағдат вә әмбар өлкилиридә елип берилған һуҗумлар җәрянида қаза қилғанлиқини билдүрди.
Булардин сирт чаршәнбә күни, ирақниң һәрқайси җайлирида йүз бәргән зораванлиқ һәркәтлири давамида 25 адәм һаятидин айрилған болуп, бағдаттики шийә мусулманлири әң көп олтурақлашқан районда машина партилтиш һуҗуми йүз берип, аз дигәндә 6 адәм өлгән., бағдаттики суний мусулманлири олтурақлашқан районда болса минамут партилтиш һуҗумлири йүз бәргән.
Ирақ сақчи даирилири нөвәттә ялғуз бағдатниң вәзийитидила әмәс бәлки пүтүн ирақ вәзийитиниң интайин җидди икәнликини билдүрмәктә. (Әқидә)