Ирақтики өлүм-йетим вәқәлири көпәймәктә


2007.02.04

Ирақтики өлүм-йетим вәқәлири көпәймәктә. Америка авази радиосиниң учуридин мәлум болушичә, шәнбә күни бағдадта 2003-йилидин буянқи әң әғир бир қетимлиқ партлаш вәқәси йүз бәргән болуп, аз дегәндә 130 адәм өлгән, йәкшәнбә күни бағдадта йәнә партлаш һәм тоқунуш йүз берип, 13 адәм һаятидин айрилған.

Шәнбә күни бағдадниң садир районидики шиәләр мәһәллисидә машина партлаш йүз бәргән болуп, бу партлашта бир қанчә бина вәйран болуп, 300 дин артуқ адәмниң яридар болушини кәлтүрүп чиқарған.

Бу һәптиләрдин буян америка әскәрлириниңму өлүм йетим әһвали көпийишкә башлиған болуп, америка һәрбий даирилири алдинқи икки һәптидә төт данә тик учар айропланниң вәйран болғанлиқи, бу айропланларниң зәмбирәк оқлириниң зәрбисигә учриғанлиқини көрсәткән. Нөвәттә, америка армийиси тик учар айропланлирини ишқа селип җәң қилишта қайтидин тәртипкә селиш елип бармақчи икән.

Инкасларға қариғанда, ирақтики қаршилашқучи қораллиқ гуруппилар америка тик учар айропланлири вә америка қошунлириғиму һуҗум қилиш вәқәлирини изчил, садир қилған болуп, америка әскәрлириниң өлүш вә яридар болуш әһвали бурунқидин көпийип қалған. (Үмидвар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.