Әнгилийә баш министири тони белайир ирақтин әскәр чекиндүридиған вақитни елан қилди
2007.02.21
Б б с ниң хәвәр қилишичә, әнгилийә баш министири тони белайир 21 - феврал күни, әнгилийә қисимлириниң ирақниң җәнуб тәрипидин зор түркүмләп әскәр чекиндүридиған вақтини елан қилған.
Белайир әпәндиниң баян қилишичә, дәсләптә ирақта әнгилийиниң 40 миң әскири бар иди, кейин қисқартилип 5500 и қалған, бүгүн кәчтә 500 нәпәр әскәр чекиндүрүлгән, кәлгүси бир нәччә ай ичидә йәнә 1600 әскәр чекиндүрүп чиқилидикән. Униң ейтишичә, буйил 8 - айда барлиқ әнгилийә қошунлири ирақтин чекиндүрүлүп болғанда, данийиниң 460 кишилик қошуни давамлиқ ирақта қелип тинчлиқини сақлаш вәзиписини өтәйдикән.
Хәвәрдә баян қилинишичә, бәзи мулаһизичиләр һазир әнгилийә баш миниситри тони белайирниң ирақтин әскәр чекиндүрүш пилани дәл америка президенти җорҗи буш ираққа йәнә 20 миң әскәр көпәйтишни оттуриға қоюватқанда җакарланғанлиқиға қарап, ихтилаб пәйда болуватиду, дәп қаримақта. (Вәли)