Шиә мусулманлириниң һәҗ сәпиридә партлаш вәқәлири кәйни -кәйнидин йүз бәрмәктә


2007.03.07

Һазир шиә мусулманлири бағдат шәһириниң 110 киломитер җәнубидики кәрбалаға һәҗ қилиш үчүн топлиниватиду. Б б с ниң хәвәр қилишичә, 6 ‏-март күни ар бәйн мурасими үчүн топланған шиә мусулманлириниң арисиға, бәдинигә бомба теңип киргән икки киши партлап кетип 90 адәмниң өлүми вә 150 тин артуқ адәмниң ярилинишини кәлтүрүп чиқарған. яридарлар һераһтики дохтурханида қутқузулмақта. Шинхуа агентлиқиниң баян қилишичиму, бағдатниң җәнуб тәрипидә, җәдирян көврүкидин өтүп кәрбалаға қарап ялаңаяқ кетиватқан шиә мусулманлирини учтумтут оққа тутидиған вәқәләр кәйни-кәйнидин йүз бәрмәктә.

Мәтбуатларда баян қилинишичә, шиә мусулманлириниң йилда бир келидиған чоң байрими арбәйн яки ашура дәп атилиду. Бу байрам милади 681‏- йили муһәммәд әләйһссаламниң нәвриси имам һусәйн әл әли вә униң аилә -тавабатлири әйни вақиттики әрәб һөкүмрани язид тәрипидин өлтүрүлгәнликини хатириләш паалийтидин шәкилләнгән. Шиә мусулманлири бу вәқәни 40 күн хатириләйду. Хатириләш ахирлашқан күни арбәйн байрими болуду. Бу байрам шиәләр үчүн худди сүннийләрниң һәҗ қилғиниға охшаш муқәддәс. (Вәли)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.