Ирақта инсанпәрвәлик киризиси еғирлашмақта
2007.04.25
Бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң ираққа ярдәм бериш өмики ирақ һөкүмитиниң кишилик һоқуқ хатирисини қаттиқ тәнқидлиди. Б б с ниң баян қилишичә, бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң доклатида, ирақта 2 - айда бихәтәрлик пилани йолға қоюлғандин кейин, партлитиш вәқәлири тохтимайла қалмастин, бәлки аһалиларниң зәхминилиш һадисилири техиму көпәйгән. Һөкүмәт даирилири тәрипидин җинайәт гумандари дәп тутулған 3000 адәмниң әқәллий кишилик һоқуқи капаләткә игә болмиған; ирақ даирилири һәтта қолға елиш буйруқи болмиған әһвал астида кишиләрни халиғанчә қолға елиш, тутуп туридиған вақит чәклимиси болмаслиқ һадисилири еғир, дәп көрситилгән.
Бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң доклатида баян қилинишичә йәнә, 2006 - йили ичидә 34 миң 452 нәпәр дөләт пуқраси партлитиш вәқәсидә һаятидин айрилған вә 36 миңдин көп адәм яриланған иди. Шуниңдин кейинму ирақта кишилик һоқуқ кризиси тиз сүрәт билән еғирлашмақта.
Ирақта һазирға қәдәр зораванлиқ һадисиләрдин сақлиниш үчүн юртни ташлап чәтәлләргә чиқип кәткән адәм сани икки милйонға йетиду, 4 милйонға йеқин адәмгә йемәклик йетишмәйду. 54% Ирақлиқниң күндилик турмуш хираҗити 1 америка доллиридин түвән һалға чүшүп қалған, 60% адәм ишсиз . Һазирқи ирақ һөкүмити дөләт ичидики зораванлиқ вәқәләр вә қанунға псәнт қилмайдиған муқимсизлиқ вәзийәткила әмәс, бәлки диний радикал гуруһларниң һуҗум нишаниға айланмақта. (Вәли)
Мунасивәтлик мақалилар
- Ирақта йүз бәргән қаршилиқ көрситиш һәрикәтлиридә 40 тин артуқ адәм һаятидин айрилди
- Бағдаттики партлашлар давамлашмақта
- Ирақта өзини өлтүрүвелиш характерлик һуҗумлар йәнила давамлашмақта
- Шиә мусулманлириниң һәҗ сәпиридә партлаш вәқәлири кәйни -кәйнидин йүз бәрмәктә
- Иран вә сәуди әрәбистан рәһбәрлири мәзһәпләр урушини әйиблиди
- Әнгилийә баш министири тони белайир ирақтин әскәр чекиндүридиған вақитни елан қилди