Ирақта 11 нәпәр америка һәрбий хадими һаятидин айрилди
2007.06.24
Ирақтики қаршилиқ көрситиш һәрикәтлири нәтиҗисидә америка һәрбий хадимлириниң өлүм йетим әһваллири давамлашмақта. Америка һәрбий тәрәпниң ашкарилишичә, шәнбә күни бир күнниң ичидила ирақта 11 нәпәр америка һәрбий хадими һаятидин айрилған.
Учурға қариғанда, бағдатниң ғәрбий шималида америка әскәрлири олтурған бир машининиң йенида партлиған бомба зәрбисидин аз дегәндә төт америка һәрбий хадими вә бир нәпәр тәрҗиман өлгән. Шу күни йәнә бағдад вә униң әтрапида төт нәпәр америка әскири мина партлаш вә һуҗумға учраш нәтиҗисидә һаятидин айрилған.
Америка һәрбий тәрәпниң тарқатқан учуриға асасланғанда, йәнә бир нәпәр америка әскири тикрит шәһиридә өгән, икки нәпәр һәрбий хадим еғир ярилинип, сақиялмай вапат болған.
Йәкшәнбә күни америка вә ирақ һөкүмәт қошунлири бирликтә бағдад қатарлиқ җайларда топилаңчи күчләргә туюқсиз һуҗум қозғап, 4 нәпәр қаршилиқ көрсәткән топилаңчини өлтүргән вә 14 нәпәр гуманлиқ унсурни қолға алған. (Үмидвар)
Мунасивәтлик мақалилар
- Ирақ вә афғанистанларда йүз бериватқан тоқунушлар давамлашмақта
- Президент буш :русийә америкиниң дүшмини әмәс
- Әнгилийә армийә рәһбәрлири әнглийиниң ирақтики әнгилийә һәрбий қисимлирини чикиндүрүшни тәләп қилимақчи
- Хитай немә үчүн бу йеғинға қатнашти?
- Америка кеңәш палатаси ирақтин әскәр чекиндүрүшни башлаш тоғрисида қарар мақуллиди
- Ирақта инсанпәрвәлик киризиси еғирлашмақта
- Ирақта йүз бәргән қаршилиқ көрситиш һәрикәтлиридә 40 тин артуқ адәм һаятидин айрилди
- Бағдаттики партлашлар давамлашмақта