Хитай : ирақта байқалған хитай қораллири һәққидә инкас билдүрди


2007.07.26

Хитай ташқи ишлар министирлиқи пәйшәнбә күни , америка армийисиниң хитайда ясалған қоралларниң иран әткәсчилик йоллири билән ирақтики қаршилиқ көрсәткүчиләрниң қоллириға йәткүзиливатқанлиқи тоғрисидики баяниға қарита инкас билдүрди.

Хитай ташқи ишлар министирлиқиниң баянатчиси лю җәнчав": бир қисим дөләтләр җуңгу арқилиқ башқа дөләтләр билән нормал һәрбий һәмкарлиқ мунасивитини орнитип кәлмәктә, қорал ‏- ярақ әткәсчилик ишлири, районниң бихәтәрлики вә муқимлиқи билән бивастә мунасивәтлик, бундақ вастиләр бир номуссизлиқ , буниңға җуңгу тәрәп қәтий наразилиқ билдүриду" деди.

У сөзидә йәнә, хитай һөкүмитиниң һәрбий қоралларни қануний һакимийити болған дөләтләргә екиспорт қиливатқанлиқини, әзәлдин дөләт һакимийити болмиған тәшкилат вә шәхсләрни қорал билән тәминлимигәнликини тәкитлиди. Әмма лю җәнчав , хитайда ясалған қоралларниң ирақта байқалғанлиқ мәсилисини бивастә тилға алмиди .

4 Күн илгири, америкиниң ирақта турушлуқ көп дөләтләр қисиминиң баянатчиси, америка әскәрлириниң ирақ чегриси ичидә ирандин ираққа әткәс йоллар арқилиқ киргүзүлгән хитай қораллирини байқиғанлиқини, бу қоралларниң ирақтики америкиға қарши тәшкилатларға йәткүзүлгәнликини билдүргән иди. (Әқидә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.