Ирақта курдлар районида йүз бәргән өзини қошуп партлитишта 200 дин артуқ адәм өлгән


2007.08.15

Ирақта һазир йүз бериватқан өзини қошуп партлитишта бигунаһ адәмләрниң зәхмиләндүрүлүш даириси техиму зор болмақта. Рейтерс агентлиқиниң 15 ‏- авғуст күни бағдаттин хәвәр қилишичә, түнүгүн (сәйшәнбә күни), ирақниң ғәрбий шимал тәрипидики курдлар районида, бир күн ичидә төт қетим өзини қошуп партлитиш вәқәси йүз бәргән, 200 дин артуқ бигунаһ адәм һаятидин айриған, 300 дин артуқ бигунаһ адәм яриландурулған.

Буниңдин башқа йәнә, партлитилған көврүкниң тегидә қалған бир нәччә он адәмниң һаят-маматлиқи техичә намәлум.

Б б с ниң баян қилишичә, ирақниң ғәрбий шимал тәрипидики курдлар мәһәллисидә йүз бәргән түнүгүнки паҗиә курдларниң әң қәдими дини мәзһипи дәп һесаблинидиған йәзидилар әң зич мәркәзләшкән җайда йүз бәргән. Америка-ирақ қисимлири бу вәқәни әл қаидичиләр пиланлап елип барған дәп қаримақта. (Вәли)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.