Ирақта америка һәрбий қисимлириниң һава һуҗумида 26 киши өлгән
2007.10.06
Җүмә күни, ирақтики америка һәрбий қисимлири тәрипидин бағдатниң шимали райониға җайлашқан җәзяни әлимам йезисиға қарши елип берилған һава һуҗумида 26 киши өлгән болуп, өлгәнләр арисида аяллар вә кичик балиларму бар икән.
Лекин америка һәрбий хадимлири һуҗумда өлгәнләрниң һәммисиниң, иран билән йеқин мунасивити болған милитант шийә бир тәшкилатиниң әзалири икәнликини билдүрди.
Хәвәрләргә қариғанда, җәзяни әлимам йезисиға қарши елип берилған һава һуҗуми, америка һәрбий қисимлири билән йезидики қоғдиғучилар оттурисидики бир уқушмаслиқтин келип чиққан. Асаслиқ қисими шийиләрдин тәшкил тапқан йеза қоғдиғучилири, бундин бурун бир нәччә қетим сунни милитант гуруппиларниң һуҗумиға учриған йезиға йеқинлашқан америка әскәрлирини, әлқаидә тәшкилати милитантлири дәп ойлап, оққа тутқан. Америка әскәрлириниң ярдәм тәлипигә асасән, америка урушчи айропиланлири мәзкур йезини бомбардиман қилған.
Бомбардиман нәтиҗисидә йезидики нурғун өйләр вәйран болған. (Өмәр қанат)
Мунасивәтлик мақалилар
- Пакистан һөкүмити, 'пакистан хәлқи бин ладинниң чақириқини қоллимайду,' деди
- Америка һөкүмити бир қисим урушчи әскәрлирини ирақтин чекиндүрүшни қарар қилди
- Русийә йеқинда йеңи һава бомбиси синақ қилған
- Буш ирақни туюқсиз зиярәт қилди
- " Талибанлар хитайниң қораллирини ишлитиватиду"
- Ливан һөкүмәт қошуни билән исламий күчләр арисида тоқунуш йүз бәрди
- Президент буш хитай армийисиниң күчийишидин әндишилиниватқанлиқини билдүрди
- Қоюветилгән корийилик 19 нәпәр христиан миссионерлири кабулдин йолға чиқти