Ирақ вә афғанистанларда йүз бериватқан тоқунушлар давамлашмақта


2007.06.19

Ирақниң пайтәхти бағдатниң мәркизидики шийә мусулманлири мәсчитигә йеқин җайда йүз бәргән партлашта, 78 адәм қаза қилған. 190 Адәм яриланған.

Ирақ даирилириниң билдүрүшичә, партлаш йүз бәргән җай адәм көп топлишидиған сода райони болғанлиқи үчүн қаза қилғанлар вә яриланғанлар сани көп болған. Партлашта ялғуз мәсчитла еғир зиянға учрап қалмай, әтраптики қурулушларғиму еғир тәсир йәткән һәмдә йолда тохтитип қоюлған 13 аптомобилға от кәткән.

Йеқиндин буян шйә мәсчитлири өч елиш характерлик һуҗумларға дуч кәлмәктә. Гәрчә ирақта турушлуқ америка армийиси билән ирақ һөкүмити бағдатта йеңи бихәтәрлик пиланини йолға қоюватқиниға 4 айдин көпрәк болған болсиму, бирақ ирақниң бихәтәрлик вәзийити йәнила интайин начар болуп, зораванлиқ һуҗумлири тохтимастин йүз бәрмәктә.

Буниңдин башқа ирақниң җәнубидики насирийә шәһиридә ирақ сақчилири билән шийә мәзһипидики мусулманлар оттурисида йүз бәргән икки күнлүк тоқунушта аз дегәндә 35 адәм өлгән.

Бу арида афғанистанниң җәнубида хәлқ билән талибанлар оттурисида йүз бәргән тоқунушта 60 киши һаятидин айрилған, тоқунуш җәрянида 50 талибан милитани өлтүрүлгән. (Әқидә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.