Ирақ парламент сайлиминиң беләт ташлаш ишлири ахирлашти


2005.12.15

Ирақ парламент сайлиминиң беләт ташлаш ишлири пәйшәнбә күни ахирлашти. Мунасивәтлик сайлам хадимлириниң пәрәз қилишичә, бу қетимлиқ сайлам асасий җәһәттин утуқлуқ елип берилған болуп, беләт ташлашқа кәлгән кишиләрму көп болған һәмдә зораванлиқ һәрикәтлири йүз бәрмигән.

Сайламниң оңушлуқ елип берилиши һәмдә америка, ирақ әскири вә сақчилириниң бихәтәрликни қоғдаш җәһәттики йүкини йениклитиш үчүн ирақ даирилири ирақтики барлиқ кочиларда машина меңишни чәклигән.

Бу қетимлиқ сайлам арқилиқ ирақ парламентидики 275 нәпәр парламент әзаси сайлиниду. Бу сайламға нурғун сунний мусулманлириму қатнашқан болуп, бу уларниң бу йилдин буян тунҗи қетим чоң көләмдә сайламға қатнишиши болуп һесаблиниду. Сүнний мусулманлири бу йил 1‏-айниң 30‏- күнидики сайламға қаршилиқ көрситип қатнишишқа унимиғанлиқи үчүн, улар нөвәттики һөкүмәттә һечқандақ орунға еришәлмигән иди.

Бу қетимлиқ парламент сайлимиға беләт ташлашқа кәлгәнләр наһайити көп болғачқа, сайлам хадимлири шу күни беләт ташлаш вақтини бир саәт кәйнигә сүргән. Сайлам нәтиҗиси йәнә бир нәччә һәптидин кейин елан қилиниши мумкин. (Пәридә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.