Ирақ сайлимида беләт ташлашқа қатнашқан пуқралар70% дин ашти


2005.12.16

Ирақ сайлам даирилириниң тәкитлишичә, пәйшәнбә күни елип берилған ирақ парламент сайлимида беләт ташлашқа қатнашқан пуқралар 70% дин ашқан болуши мумкин. Ирақ сайлам комитетиниң баянатчиси фарид аяр, дәсләпки статистикилар 10 милйондин 11 милйонғичә ирақлиқниң беләт ташлиғанлиқини көрсәтмәктә, дәйду.

Нөвәттә беләт санаш давамлашмақта. Сайлам нәтиҗисиниң елан қилинишиға аз дегәндә икки һәптә кетиши мумкин. Хәлқара көзәткүчи тәшкилатлар, сайламниң хәлқара өлчәмләргә уйғун елип берилғанлиқини елан қилди. Бирақ сайлам тәртипи вә сайламдики бәзи техникилиқ мәсилиләр көзәткүчиләрниң диққитини қозғиған.

Бу қетимқи сайлам ирақта бир йил ичидә елип берилған 3 - қетимлиқ сайлам болуп һесаблиниду.

Ирақ сайлам комитетиниң баянатчиси, ираққа охшаш бир йил ичидә 3 - қетим сайлам елип бериш, демократик дөләтләрдиму зор мәсилә һесаблиниду, дәп көрсәтти. Алдинқи икки қетимлиқ сайлам ирақтики сүннийләрниң байқут қилишиға учриған. Әмма сүннийләр бу қетимқи сайламда беләт ташлиди. Бу қетимқи сайлам ирақ парламентиниң 275 нәпәр әзасини сайлап чиқиду.

Ирақ милләтчи қаршилиқ көрситиш күчлири пуқраларни беләт ташлашқа үндәп, ирақ һөкүмитини шиәләр вә күрдләрниң монопол қиливелишидин сақлинишқа чақирған. Америка даирилири сайламни ирақ демократийә мусаписидики зор ғәлибә, дәп қаримақта. Президент буш сайламни " тарихий вәқә" , дәп тәриплиди. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.